Ұстаздар сайты u-s.kz Сайттың атауы www.u-s.kz
» » Соққа төзүмлүк өсүмлүкләр. Йоруқ сөйгүч өсүмлүкләр. Көләңгигә төзүмлүк өсүмлүкләр.


Соққа төзүмлүк өсүмлүкләр. Йоруқ сөйгүч өсүмлүкләр. Көләңгигә төзүмлүк өсүмлүкләр.

Соққа төзүмлүк өсүмлүкләр. Йоруқ сөйгүч  өсүмлүкләр. Көләңгигә төзүмлүк өсүмлүкләр.

Һ. Искәндәров намидики оттура мәктәп мәктәпкичә болған ихчам мәркизи билән мәмликәтлик мәһкимисиниң башланғуч синип муәллими  Асипова Русиям Касимовна.

МавзусиСоққа төзүмлүк өсүмлүкләр. Йоруқ сөйгүч  өсүмлүкләр. Көләңгигә төзүмлүк өсүмлүкләр.

Дәрисниң мәхсити: 1. Балиларға соққа,көләңгигә төзүмлүк,йоруқ сөйгүч өсүмлүкләр тоғрисида чүшәндүрүш.

  1. Оқуғучиларни өз пикрини әркин ейтишқа,тәбиәт һәққидә билимлирини кәңәйтип, эстетикилиқ ички дуниясини қелиплаштуруп,тилини  риважландуруш.

3. Балиларни өсүмлүкләрни  қоғдашқа,өзини қоршиған нәрсиләрни айрип елишқа  тәрбийиләш.

Дәрисниң типи:Арилаш.

Қоллинидиған усул: Соал-жавап, оқутуш, чүшәндүрүш,интерактивлиқ,белингвалиқ

Көрнәкликләр: Сүрәтләр, өсүмлүк коллекцияси.

І.Уюштуруш қисми  Психологиялиқ тренинг

ІІ.Өй тапшурмисини тәкшүрүш Сүрәтләр  арқилиқ топқа бөлүш усули.

Нәм сөйгүч,қурғақчилиққа төзүмлүк өсүмлүкләр   тоғрисида оқуп сөзләп келишкә берилгән     оқуғучидин сораш.

Топ билән иш. Топ бойичә тапшурмиларни бериш. Топ билән ишниң алтун қаидилирини есиға селиш Алтун қаидиләр:

1. Қол көтирип жавап беримиз

2.Билишкә вә көпирәк әстә сақлашқа тиришимиз.

3.Очуқ,ениқ жавап беримиз

4. Бир-бирләп жавап беримиз

5.Бир-биримизни тиңшаймиз

6.Вақитни үнүмлүк пайдилинимиз

7. Бир-биримизгә һөрмәт көрситимиз.

Тапшурма.  1-топ нәм сөйгүч өсүмлүкләр тоғрисида сөзләп бәр

2-топ қурғақчилиққа төзүмлүк өсүмлүкләр тоғрисида сөзләп бәр

ІІІ.Билимини тәкшүрүш.  «Соални тутуп ал» оюни Шәртини ейтиш.

1. нәм сөйгүч өсүмлүкләрни  қазақ тилида  атаңлар?

2.нәм сөйгүч  өсүмлүкләрниң алаһидликлири?

3.нәм сөйгүч өсүмлүкләрни һаятлиқ муһитини алмаштурса өсәләмду?

4.Қурғақчилиққа төзүмлүк өсүмлүкләрни қазақ тилида ейтиңлар ?

5.Янтақниң йилтизиниң узунлуғи қандақ болиду,немишкә?

  1. Сүтлигәнниң йопурмиғи қандақ болиду?

ІҮ.Дәрисниң бүгүнки мәхситини балиларға ейтиш Дәрискә тәйярлиғини топлар сигнал бериш  арқилиқ  көрситиду

Ү.Йеңи дәрис Бүгүнки Соққа төзүмлүк өсүмлүкләр. Йоруқ сөйгүч  өсүмлүкләр. Көләңгигә    төзүмлүк өсүмлүкләр.  тоғрисида өтимиз.

Мәтин билән иш

Балиларға мавзуни зәнжир бойичә оқутуш,чүшүнүксиз сөзләрни ениқлитиш.118-119-бәт

2-топ. Иссиқ сөйгүч,соққа төзүмлүк өсүмлүкләрниң хусусийәтлирини йезиңлар

Балилар топлар бойичә өз тапшурмилирини алиду вә талқилайду,тәйярлиниду.

Топ билән иш:1-тапшурма

1-топ

1.Мавзу бойичә  иссиқ сөйгүч ,көләңгигә  төзүмлүк өсүмлүклири  тоғрилиқ чүшүнүклириңларни ейтип бериңлар.Уларға мисалларни кәлтүрүңлар.

2-топ

Мавзу бойичә соққа төзүмлүк,йоруқ сөйгүч өсүмлүкләр  тоғрисида чүшүнүклириңларни ейтип бериңлар.Уларға мисалларни кәлтүрүңлар

(5-8минут)

2-тапшурма

 1-топ көләңгигә төзүмлүк,йоруқ сөйгүч  өсүмлүкләрниң хусусийәтлирини  йезиңлар

Сәгәһләндүрүш минути  Музыка асасида орунлитиш

ҮІ. Чүшәнгинини тәкшүрүш  басқучи.

3-тапшурма

Крестиктер-нөлдіктер оюни:

Шәрти:

1

2

3

4

5

6

7

8

9

1.1-топ берилгән кәштидин санни таллап алиду

2.Жавап дурус болса,1-топ шу квадратқа нөл қойиду.

3. Жавап дурус болмиса,2-топ шу соалға жавап берип шу квадратқа крестик қоюшқа мүмкүнчилик алиду.

Крестиклар-нолликлар оюнниң соаллири:

1.иссиқ сөйгүч өсүмлүкләрниуйғур тилида вә  қазақ тилида   атаңлар?

2.иссиқ сөйгүч  өсүмлүкләрниң алаһидликлири?

3.Иссиқ сөйгүч өсүмлүләр қанчә градус һарарәттә үнүп чиқиду?

4.соққатөзүмлүк өсүмлүкләрни  уйғур тилида вә қазақ тилида  атаңлар?

5.көләңгигә төзүмлүк өсүмлүкләрни атаңлар?

  1. йоруқ сөйгүч өсүмлүкләрни атаңлар?

7. орманни кесивәтсә қандақ әһвал йүз бериду.?  (қазақ тилида сөзләп бериңлар)

8 мону өсүмлүкләрниң ичидин соққа төзүмлүк өсүмлүкләрни таллап елиңлар: самсақ,кава,тәрхәмәк,сәвзә,пияз,редис? (Мону көктатларни  қазақ  тилида ейтип дәптәрлириңларға йезиңлар Мәсилән: тәрхәмәк-қияр,сәвзә-сәбіз т.б.)

9. бу өсүмлүкләрниң бир-биридин айримчилиғини ейтиңлар?

ҮІІ.Йәкүнләш   қисми  Тест

Рефлексия «Бәшбармақ»  

ҮІІІ. Өйгә тапшурма


Соңғы жарияланған материалдар тізімі
Зит сөзләр
Сын есім
Достығымыз мәңгілік
«Қыз Жібек» жыры Лиро-эпостық жырлардың батырлар жырынан ерекшелігі
Әлібек, бұл-көкөністер
Түркі тілдерінің жинағы
Орхон - Енисей жазба ескерткіштері
Қасым хандығы
Миллий кийимләр
Кәсирләргә һесап ишләш
Бөлім: Уроки / Бастауыш сынып | Көрсетілім: 2282 | Қосты: Асипова Русиям Касимовна | Ілмек сөздер:
avatar
• 3 декабря 2014 14:29
Русиям сизгә утуқ тиләймән.
avatar
• 17 января 2015 17:05
Рәхмәт
Информация
Посетители, находящиеся в группе Гости, не могут оставлять комментарии к данной публикации.
Бөлімдер
История
открытые уроки по истории
Педагогика
открытые уроки по педагогике
Биология
открытые уроки по биологии
Информатика
открытые уроки по информатике
Математика
открытые уроки по математике
Физика
открытые уроки по физике
Химия
открытые уроки по химии
Разное
открытые уроки
География
Открытые уроки по географии
русский язык