Ұстаздар сайты u-s.kz Сайттың атауы www.u-s.kz
» » Зит сөзләр


Зит сөзләр
Дәрисниң мавзуси: Зит сөзләр
Дәрисниң мәхсити:
1. Зит сөзләрни бир-бири билән селиштуруп, қаидисини оқуғучиларниң өзлири ойлап чиқиришқа йөнилиш бериш;
2. Топ билән ишләшни билишкә, өз ойини әркин ейтишқа, оқуғучиниң материални тез қобул қилишқа йол ечиш, ойлаш қабилийитини ашуруш;
3. Оқуғучиларни адәмгәрчиликкә, хәлқимизниң миллий урпи-адәтлирини бойиға сиңдүрүшкә тәрбийиләш
Қоллинидиған усул: соал-жавап, топ билән иш, тәһлил қилиш, топлаштуруш
Қоллинидиған көрнәкликләр: плакатқа йезилған сөзләр, кәсмә қәғәзләр,
рәңлик сүрәтләр
Дәрисниң түри: арилаш дәрис
Пәнләр ара бағлиниш: әдәбият, тәсвирий сәнъәт, география, биология
Дәрисниң бериши
І Уюштуруш пәйти
ІІ Өй тапшурмисини тәкшүрүш
230-көнүкмини орунлиғинини тәкшүрүп чиқиш
ІІІ Билимини тәкшүрүш
1. Аһаңдаш сөзләр дегинимиз немә?
2. Көп мәналиқ сөзләр билән аһаңдаш сөзләрниң алаһидилиги.
3. Мәнадаш сөзләр дегинимиз немә? Мисал кәлтүрүңлар.
ІV Дәрисниң мавзуси, униң мәхсити билән тонуштуруш
V Йеңи мавзуни чүшәндүрүш
Чоңға һөрмәт, Яман өзини билмәс,
Кичиккә иззәт. Яхшини көзигә илмас.
Шуниң билән егиз тағниң сүрити билән пака тағниң сүрити, кактус гүли билән әдрасман чөпини селиштуруш арқилиқ оқуғучилардин немә чүшәнгәнлирини вә қаидә чиқириш керәклиги әскәртилиду.
Оқуғучилар: - Мәнаси бир-биригә қариму-қарши сөзләр зит сөзләр дәп атилиду.
-Балилар, зит сөзләр билән қошумчә арқилиқ ясилидиған болушлуқ-болушсиз мәналири бирдәк әмәс. Уларни мундақ селиштуруп көрситишкә болиду.
Зит сөзләр Болушлуқ-болушсизлар
яхши-яман яхши-яхши әмәс
ал-бәр ал-алма
сулуқ-қурғақ сулуқ-сусиз
Зит сөзләр – ойни тәсирлик, тәсвирий түрдә йәткүзүшниң әң қолайлиқ қурали. Мәсилән, әсирләр бойи әждатлардин қелип, мирас болуп келиватқан мақал-тәмсилләрниң, тепишмақларниң тәркивидә зит сөзләр қоллиниду.
Кроссворд

1. Милләтниң нами.
2. Йәр беғирлиғучи.
3. Панфилов наһийәсиниң мәркизи
4. Педагог-язғучи
5. Өй қуши
6. Қазақстандики шәһәр
Тахта билән иш.
234-көнүкмә. Сөзләрни оқуңлар. Қарши мәнаға егә жүплирини ойлап тепип йезиңлар.
Яхши-яман, узун-қисқа, егиз-пәс, иштик-қашаң, қелин-непиз, ач-тоқ, көп-аз, еғир-йеник, семиз-оруқ, қери-яш, күлкә-жиға.
VІ Йеңи мавзуни чүшәнгинини тәкшүрүш
Йеңи мавзуни чүшәнгинини тәкшүрүш мәхситидә 4 топқа түрлүк дәрижилик тапшурма орунлайду.
1-топқа: 1-дәрижилик тапшурма
Төвәндики мақаллардики зит сөзләрни тепип, астини сизиң.
Егизниң аччиғи кәлгичә, паканиң жени чиқиду. Аз сөзлә, көп ишлә.
2-топқа: 2-дәрижилик тапшурма
Аччиқ, аста, тар, очуқ, кона, семиз сөзлиригә һәр түрлүк қоллиништа бир нәччә зит сөзләрни тепип йезиңлар.
3-топқа: 3-дәрижилик тапшурма
Сүрәт бойичә жүмлә йезиңлар. (ичидә зит сөзләр болуши шәрт)
4-топқа: 4-дәрижилик тапшурма
Берилгін мавзуларға қисқа һекайә яки шеир йезиңлар (ичидә зит сөзләр болуши шәрт)
«Ким тапқур?» оюни. Мақалниң давамини тепиш.
Ахмақ ... /күндүзи/ чирақ яқиду, йеғи түгәп, ... /кечиси/ айға бақиду. Көз ... /қорқақ/ қол ... /батур/. ... /достқа/ муһәббәт, ... /дүшмәнгә/ нәпрәт. ... /түнүгүн/ дәрәқ тикип, ... /бүгүн/ сайисида олтармақ бопту.
VІІ Дәрисни мустәһкәмләш
Ойни топлаштуруш мәхситидә оқуғучиларға зит сөзләрниң асасий бәлгүлирини ениқлаш тапшурулиду.

VІІІ Билимини баһалаш. Өйгә тапшурма бериш
а) зит сөләр (90-бәтни оқуш)
ә) 1,2-топқа 238-көнүкмә
б) 3-4-топқа 239-көнүкмә
Соңғы жарияланған материалдар тізімі
қосу және азайту
Достығымыз мәңгілік
Соққа төзүмлүк өсүмлүкләр. Йоруқ сөйгүч өсүмлүкләр. Көләңгигә төзүмлүк өсүмлүкләр.
АНТОНИМДЕР
Анализ идиоматических выражений узбекского языка
Мың бір мақал
Сөз құрамы
Ф дыбысы мен әрпі
Миллий кийимләр
Кәсирләргә һесап ишләш
Бөлім: Уроки / Ашық сабақтар | Көрсетілім: 2688 | Қосты: Абдрахманова Адилям Азатжанқызы | Ілмек сөздер:
Информация
Посетители, находящиеся в группе Гости, не могут оставлять комментарии к данной публикации.
Бөлімдер
История
открытые уроки по истории
Педагогика
открытые уроки по педагогике
Биология
открытые уроки по биологии
Информатика
открытые уроки по информатике
Математика
открытые уроки по математике
Физика
открытые уроки по физике
Химия
открытые уроки по химии
Разное
открытые уроки
География
Открытые уроки по географии
русский язык